Хитай җәнубий суданға 8 милярд доллар қиммитидә қәрз беришкә вәдә бәрди
Мухбиримиз үмидвар
2012.04.29
2012.04.29
Б б с агентлиқиниң йезишичә, бу пуллар җәнубий суданниң йеза игилик, су електир истансиси, алақә қатарлиқ асасий қурулуш саһәсигә ишлитилидикән.
Җәнубий судан билә шималий судан уруш һалитидә болуп, асаслиқи нефит қатарлиқ йәр асти байлиқ базилирини талишиш муһим тоқунуш нуқтисиға айланған.
Бу һәптә шималий судан билән җәнубий судан арисида қораллиқ тоқунушлар йүзбәргән болуп, икки тәрәп мунасивити начар һаләткә көчкән иди.
Нөвәттә, хитайниң суданда 100 ға йеқин ширкити вә 10 миңдин артуқ ишчиси бар болуп, улар асаслиқи нефит қезиш вә башқа йәр асти байлиқлирини қезиш һәм қурулуш қилиш билән шуғуллинидикән. Шу сәвәбтин икки тәрәп хитайниң оттурида туруп, келиштүргүчи болушини халайдикән.
Хитай тәрәп җәнубий суданға йәнә инсанпәрвәрлик ярдими беридиғанлиқини билдүргән.