Дунядики 68 йәрлик вә хәлқара тәшкилат баянат елан қилип, камбодажаниң 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини әйиблиди

Дунядики 68 йәрлик вә хәлқара тәшкилат түнүгүн бирләшмә баянат елан қилип, камбоджа даирилириниң "5 ‏- июл вәқәси"дин қечип камбоджадики б д т мусапирлар ишханисидин панаһлиқ тилигән 20 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини шундақла тайланд даирилириниң һимоң миллитидин болған мусапирларни лаусқа қайтуруп бәргәнликини тәнқидлигән.
Мухбиримиз әркин
2010.01.15

Баянатта хитай, камбодажа, тайланд вә лаусни агаһландуруп, мусапирларни уларниң һаяти тәһдиткә учрайдиған вә тән җазасиға учрайдиған дөләтләргә мәҗбурий қайтурушниң мунасивәтлик хәлқара қанунларда чәкләнгәнликини тәкитләнгән.

Камбоджа вә хитай даирилиригә чақириқ қилип, камбоджа һөкүмитиниң "уйғур панаһлиқ тилигүчиләрниң панаһлиқ тиләш һоқуқини етирап қилиш, панаһлиқ тилигүчиләрниң салаһийити бекитилмәй туруп уларни қайтурувәтмәслик шундақла б д т ниң мусапирлар мәсилисигә аит 1951‏ - йили, 67 - йили, 1984 - йили мақулланған әһдинамилиридики бәлгилимиләргә риайә қилиши"ни тәләп қилған.
 
Баябат, хитай һөкүмитидин б д т мусапирлар мәһкимисиниң хитайға мәҗбурий қайтурулған уйғурлар билән көрүшүшигә йол қоюшни, мусапирларни қайтуруп беришни тәләп қилип, хитайни башқа дөләтләргә бесим ишлитишни тохтитишқа чақирған.

Мәзкур баянатқа австиралийә, һиндонезийә, бенгал, хоңкоң, японийә, малайшия, мисир, җәнубий африқа қатарлиқ 23 дөләт вә райондики 68 йәрлик вә хәлқара тәшкилат имза қойған иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.