Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң кишилик һоқуқ сияситини әйиблимәктә

Бүгүн кишилик һоқуқ тәшкилатлири баянат елан қилип, әрәб дунясида мәйданға кәлгән хәлқ һәрикәтлиридин кейин, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ паалийәтчилири үстидики бесимни техиму ашурғанлиқини әйиблиди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.31

Франсийә агентлиқиниң билдүрүшичә, мәркизи хоңкоңдики хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати йеқиндин буян хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин 26 синиң қолға елинғанлиқини, 30 дин артуқиниң хитай даирилири тәрипидин “йоқитиветилгәнлики” ни билдүргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими николас бекулин болса хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң әһвалиниң интайин хәтәрликликини, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ үчүн яритиливатқан яхши муһитни қисқа вақит ичидила тармар қиливатқанлиқини ейтқан вә “2008-йиллиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш мәзгилидә кишилик һоқуқини яхшилаш тоғрисида вәдә бәргән хитай, мусабиқидин кейин әксичә түзүмини техиму чиңитти” дегән.

Бу тәшкилатлар өз баянлирида йәнә, хитай һөкүмитиниң интернетқа болған тәқибләшни ашурғанлиқини тәкитләп: хитай һөкүмити пәқәт паалийәтчиләрнила әмәс, бәлки интернет алдидики барлиқ йеңи бир әвлад кишиләрни җимиқтурушқа урунмақта, дегән.

Йеқинда хитайда рән йүнфей, диң мав вә чен вей қатарлиқ үч паалийәтчигә “һакимийәтни ағдурушқа урунуш” җинайити билән һөкүм елан қилинған болуп, нобел мукапатиға еришкән өктичи язғучи лю шавбому охшаш җинайәт билән җазаға тартилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.