Америка хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң еғир дәриҗидә кәйнигә чекингәнликини билдүрди

Америка хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ әйиблиди. Икки күн давам қилған америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити пәйшәнбә күни аяғлашқандин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида америка һәйитиниң йетәкчиси майкел поснер хитайни әйибләп, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә еғир дәриҗидә чекиниш болғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2011.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлири министирлиқиниң кишилик һоқуқ вә әмгәкчиләр һоқуқиға мәсул муавин министири майкел поснер башчилиқида елип берилған сөһбәттә, америка тәрәп хитайдики бир қатар сәзгүр кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қойған болуп, булар хитай һөкүмитиниң диний гуруппилар үстидики бесими, уйғур мусулманлири вә тибәтләргә охшаш аз санлиқ милләтләр үстидин йүргүзүватқан бесим сияситигә охшаш сәзгүр темиларни өз ичигә алидикән.

Америка тәрәп сөһбәттә, хитайда қолға елинип кәткән кишилик һоқуқ актиплири, болупму әй вевейниң мәсилисини алаһидә сүрүштүргән болсиму, әмма хитайдин қанаәтлинәрлик җаваб алалмиған.

Майкел поснерниң мухбирларға ейтишичә, улар сөһбәт давамида йәнә, хитай түрмисидә йетиватқан нобел мукапати саһиби, өктичи язғучи лю шавбо билән көрүшүшни тәләп қилған, әмма уларниң бу тәлипи рәт қилинған.

Майкил поснер хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң йеқиндин буянқи әһвалиниң америкилиқ дипломатларни қаттиқ әндишигә селиватқанлиқини ейтқан вә кишилик һоқуқ мәсилисидики бу сүркилишиниң икки дөләт мунасивитигә зиянлиқ икәнликини ейтқан.

У сөзиниң давамида йәнә, америкиниң бундин кейин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини йеқиндин көзитидиғанлиқини вә юқиридики вәқәләрни йеқиндин тәқиб қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Америка, хитай кишилик һоқуқ сөһбити 1990-йили йолға қоюлған. Бу икки дөләт арисидики 16-қетимлиқ сөһбәт болуп, алдинқи нөвәтлики 2010-йили 5-айда елип берилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.