Ангела меркел: 'пикир әркинлики тәһдит әмәс, бәлки бир пурсәт '
Мухбиримиз җүмә
2009.10.12
2009.10.12
Мәлум болушичә, хитай бу йиллиқ германийиниң франкфорт шәһиридә өткүзүлидиған хәлқара китаб йәрмәнкисигә алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинған болуп, меркел ханим мәзкур йәрмәнкигә қатнишидиған хитай муавин президенти ши җинпиңни сәйшәнбә күни қобул қилидикән.
Франсийә агентлиқиниң нәқил елип көрситишичә, бу һәқтә тохталған германийә баш министири меркел ханим: " сөһбәт җәрянида мән хитай вәкиллиригә пикир әркинликиниң тәһдит әмәс, бәлки бир пурсәт икәнликини ениқ билдүримән" дегән.
Меркел ханимниң баянатчиси өткән һәптә, бу нөвәтлик учришишта йәнә, германийә - хитай мунасивәтлири, хәлқара мәсилиләр вә дуня килимат өзгириши қатарлиқ темиларда сөһбәт елип берилидиғанлиқини илгири сүргән иди.
Ангела меркел ханим хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл болуп келиватқан дөләт рәһбәрлиридин бири. У 2007 - йили хитайларниң наразилиқиға қаримай, тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани қобул қилған иди.