Коммунист партийә мәркизи комитети яшлар иттипақи мәркизи комитетиға йеңи бәлгилимә чиқарди

Радиомиз хәвири: хитай коммунист партийә мәркизи комитети чаған байримида, яшлар иттипақи мәркизи комитетиға қарита йеңи бәлгилимә чиқарған.
Мухбиримиз вәли
2010.02.17

Бу бәлгилимидә, җайлардики яшлар иттипақи асасий қатлам тәшкилатлири хизмәт тәкшүргили кәлгән коммунист партийә әмәлдарлирини күтивелиш вә узутушни аддийлаштуруши, лозунка асмаслиқи, һәмраһ болувалмаслиқи, чүшлүк ғизада һарақ қуймаслиқи, чағанда юқири дәриҗилик рәһбәрләрни һейтлимаслиқи керәк дәп оттуриға қоюлған.

Яшлар иттипақи мәркизи комитети идарисидә асасий қатлам иттипақ кадирлирини һәр айда 2 күн йиғип тәрбийиләш ишиға мәсул болуп туруватқан ән җүншеңниң ейтишичә, коммунист партийә рәһбәрлири чириклишип аллиқачан һайванға охшаш болуп қалған, уларға назарәт йоқ, ху җинтав тәхткә чиққандин кейин, пүтүн хитайдики яшлар иттипақи дәп аталған 3 милйон тәшкилат уларға ялақчилиқ қилип рәсвалишип болди. Әмди коммунист партийә рәһбәрлири чирикликни яшлардин қизғинип бәлгилимә чиқарған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.