Пакистан хитайниң уйғурларға зәрбә беришигә ярдәм қилидиғанлиқини йәнә билдүргән
Мухбиримиз җүмә
2011.08.20
2011.08.20
Бу һәқтики сөзләрни пакистанниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси мәсуд хан 19-авғуст җүмә күни бейҗиңда чақирилған бир муһакимә йиғинда оттуриға қойған.
Мәсуд хан мундақ дегән: дөләтлиримиз, шәрқий түркистан ислами һәрикити билән уруш қилишни давамлаштуриду. Бизниң бу җәһәттики мәвқәйимиз таштәк қаттиқ. Һәрқандақ күч вә һәр қандақ бир дөләт аримизға соғуқчилиқ салалмайду.
Пакистан бу хил мәйданини, хитай даирилири 30,31-июл қәшқәрдә йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәлирини пакистанда тәрбийә көргән уйғурларниң қилғанлиқини илгири сүргәндиму ипадилигән иди.
Қәшқәрдә вәқә йүз берип әтиси пакистан һөкүмити пакистандики әң күчлүк җасуслуқ оргини-мүштәрәк истихбарат мудирийитиниң мудири әхмәт шуҗаһ пашани бейҗиңға әвәткән.