Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи әрәб-хитай һәмкарлиқ мунбири йиғинида күчлүк бесимға учриған
2012.06.01
Ройтерс агентлиқиниң 31-май хәвәр қилишичә, әрәб әллири әмәлдарлири хитайниң өз тәсир күчини ишлитип, сүрийә һөкүмитигә бесим ишлитиши, сүрийидә зораванлиқ вәқәлириниң давамлиқ йүз беришини тосушни тәләп қилған. Йиғинда кувәйт ташқи ишлар министири шәйх сабах халид әл-сабах әскәртип: хитайниң сүрийидә зораванлиқ вә адәм өлүш вәқәлириниң давамлиқ кеңийишини тосушқа һәссиләп күч чиқиришини үмид қилимиз, дегән.
Тунис президенти мансеф марзоқи әскәртип: хитай сүрийә хәлқиниң азаб-оқубәттин қутулушиға ярдәм қилиши керәк, дегән. У йәнә агаһландуруп, әгәр сүрийигә һечқандақ һәрикәт қолланмиса, буниң һәрбий арилишишни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүргән.
Хитай билән русийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә президенти башар әл-әсәдкә ембарго қоюш пиланиға қарши чиққан. Бу мунасивәт билән йеқинда сүрийиниң ховла шәһиридә йүз бәргән қирғинчилиқ хәлқара җәмийәтниң хитай билән русийигә болған наразилиқини илгириләп күчәйтивәткән иди.
Америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим түнүгүн русийә билән хитайни тәнқидләп, болупму русийиниң позитсийиси сүрийидә ички уруш партлишиға түрткә болуватқанлиқини илгири сүргән. У йәнә, сүрийигә һәрбий мудахилә қилиш еһтималлиқи барғансери күчийиватқанлиқини тәкитлигән. Лекин яң җйечи әрәб-хитай һәмкарлиқ мунбири йиғинида қилған сөзидә сүрийә мәсилисини тилға алмиған.