Хитай даирилири шинтаң районидики намайишта 19 адәмни қолға алғанлиқини илгири сүрди
Мухбиримиз җүмә
2011.06.18
2011.06.18
Гуаңҗудин чиқидиған “зеңчең” гезитидә көрситишичә, мәзкур 19 нәпәр гумандар 15-июн қолға елинған болуп, буларға “сақчи хизмитигә тосалғулуқ қилиш, вәқә туғдуруш вә җамаәт мүлкигә қәстән бузғунчилиқ қилиш” дегән җинайәтләр артилған.
Хәвәрдә намайиш җәрянида өлүм-йетим һадисиси көрүнмигәнлики, “сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқармиғанлиқи” алаһидә әскәртилгән.
Шинтаң районида терикичилик қилидиған бир еғир аяқ аял яймичиниң сақчи зораванлиқиға учриғанлиқи вә балисиниң чүшүп кәткәнликигә аит хәвәр оттуриға чиққандин кейин, шинтаң базиридики аққун ишчилар намайиш қилип, мәзкур вәқәгә наразилиқ билдүргән. Кейин намайиш йәрлик гуаңдуңлуқлар билән аққун ишчилар арисидики тоқушқа айлинип кәткән иди.
Гуаңҗу сақчи даирилири вәқәдин кейин бу һәқтә уқтуруш чиқирип, юқириқи хәвәрниң ялған икәнлики, өсәк сөз тарқатқучиниң қолға елинғанлиқи, еғир аяқ аял вә һамилиниң тинч-аман икәнликини билдүргән.
Һалбуки, нөвәттә қайси тәрәпниң раст икәнлики ениқ әмәс. Әмма, даириләрниң “оттура шәрқчә намайиш” йүз берип қелишиниң алдини елиш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.