Хитай, натониң пакистан әскәрлиригә қилған һуҗумидин чүчүгәнликини баян қилди

Нато қисимлири шәнбә күни пакистанниң қәбилиләр районидики бир нишанға һавадин һуҗум қилип, 24 пакистан әскириниң өлүши вә 13 нәпириниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған иди. Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лий бүгүн бу һәқтә позитсийә билдүрүп, өзлириниң мәзкур һуҗумдин қаттиқ чүчүгәнликини баян қилди. Пакистанниң игилик һоқуқи вә земин тәвәликигә һөрмәт қилиниши керәкликини тәкитлигән хитай баянатчи, мәзкур һуҗум һәққидә әстайидил бир тәкшүрүш елип берилиши керәкликини оттуриға қойған. Әмма у тәкшүрүшниң ким яки қайси орган тәрипидин елип берилиши керәклики һәққидә ипадә билдүрмигән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.11.28


Нато қисимлириниң шу күнки һуҗумида тик учар вә урушчи айропланлар ишқа селинған. Һуҗум, пакистан билән хитай армийиси пакистанниң пәнҗап вилайитидә шәрқи түркистан күчлиригә зәрбә беришни мәшқ қилип, маневир өткүзүватқан бир мәзгилгә тоғра кәлди. Нато қисимлириниң һуҗуми вазириситанниң моһманд қәбиләр райониға қарита елип берилған. Хитай вә пакистан армийисиниң шәрқи түркистан күчлиригә қарши маневири болса, пәнҗап өлкисиниң җәһлум дегән җайида өткүзүлгән. Мәлум болушичә, бу икки җайниң арисидики мусапә 500 километир узақлиқта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.