Хитай өлкилиридә сиясий ислаһат тәләплири йүксәлди, уйғур елидә 18-қурултай роһини өгиниш курси башланди
2013.01.17
Қурултай роһини өгинишкә һәрқайси җайлардики назарәт дәриҗилик рәһбири кадирлар вә наһийиләрниң партийә-һөкүмәт кадирлири орунлаштурулған. Уйғур районлуқ партком баш секретари җаң чүншйән курсниң ечилиш мурасимиға өзи биваситә қатнишип, сөз қилип, 18-қурултай роһини уйғур елиниң әмәлийитигә бирләштүрүшни, уйғур елиниң истратегийилик әһмийитини чоңқур тонуп йетип, мәңгүлүк әминликни қәтий ишқа ашурушни тәләп қилған.
Җуңго хәвәрләр ториниң хәвиридин қариғанда, җаң чүншйән мәңгүлүк әминликни ишқа ашуруш үчүн уйғур елиниң заманивилишиши, санаәтлишиши, пән-техникилиши, бейиши керәкликини оттуриға қойған, әмма уйғур елидә муқимсизлиқниң негизи дәп көрситиливатқан миллий тәңсизликни һәл қилиш, аптономийә қанунлирини һәқиқий түрдә иҗра қилишқа охшаш мәсилиләрни болса тилға алмиған.
Һалбуки, уйғур ели вәзийитини көзәткүчиләр уйғур елидики муқимсизлиқниң уйғур ели иқтисадини юқири көтүрүш биләнла һәл болмайдиғанлиқи, уйғур елиниң сиясий һоқуқлири капаләткә игә болмай туруп хитай һөкүмитиниң районда мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш хиялиниң ишқа ашмайдиғанлиқиға ишиниду.
Униң үстигә, 18-қурултай аяғлашқиниға хели болғанда вә хитайниң башқа өлкилиридә һәдәп партийини сиясий ислаһатқа чақиридиған түрлүк аммиви паалийәт-һәрикәтләр көпийип қалған бир мәзгилдә, уйғур елидә бу курсниң ечилиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.