Хитай өзбекистанға зор миқдарда қәрз бериш вә мәбләғ селишқа мақул болди

Хитай һөкүмити икки күнниң алдида хитайни зиярәт қилип дөлитигә қайтқан өзбекистан президенти ислам кәримофқа вәдә берип, өзбекистанға 5 милярд доллар мәбләғ селиш вә 1 йерим милярд доллар қәрз беришкә мақул болған.
Мухбиримиз әркин
2011.04.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, улар арисидики келишим хитайниң өзбекистанниң кевәз, тәбиий газ, уран вә башқа минерал байлиқлириға мәбләғ селиш вә түркмән тәбиий газ турубиси 3‏-линийисиниң өзбекистандин өтүп, қазақистан арқилиқ уйғур илиға туташтуруш қурулуши қатарлиқ түрләрни өз ичигә алидикән.

Өзбекистан муавин баш министири рустәм әзимоф җөмә күни мәзкур келишим һәққидә чәтәл ахбарат васитилиригә учур берип, явропа иттипақини өзбекистанға хитайдәк иқтисади һәмкарлиқ тәвсийә қилиш орниға кишилик һоқуқ бесими ишлитиш билән тәнқид қилған.

Өзбекистанниң берюссл билән болған мунасивити явропа иттипақиниң өзбекистанға ембарго қоюши вә өзбекистанниң 2005‏-йили йүз бәргән әнҗан вәқәси үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришни рәт қилиши билән оңушсизлиққа учриған иди.

Кәримоф йеқинда ахирлаштурған хитай зияритидә йәнә, хитай шинхуа агентлиқиниң өзбекистанда боливийә қанили қуруп, программа тарқитиши вә хитайниң өзбекистандики куңзи институтлириниң санини көпәйтишигә мақул болған.

Хитай болса өзбекистанға беридиған һөкүмәт оқуш ярдәм пулини көпәйтип, мәзкур ярдәм пули билән хитайда оқуватқан өзбек оқуғучиларниң санини һазирқи 120 дин бир һәссә көпәйтишкә вәдә бәргән.

Русийә “мустәқиллиқ” гезити хитайниң өзбекистандики бу хил иқтисади вә мәдәнийәт кеңәймичилик һәрикити русийини биарам қиливатқанлиқини язди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.