Хитай-пакистан һәрбий маневирида айропилан чүшүп кетип бир учқучи өлди
2011.11.14
Вәқә бүгүн пайтәхт исламабадтин 65 километир узақлиқтики аток шәһиридә йүз бәргән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, вәқә айропиланда техникилиқ мәсилә чиққанлиқтин йүз бәргән.
Мәлум болушичә, нөвәттә пакистан армийисиниң қолида америкиниң F-16 вә франсийиниң Mirages типлиқ айропиланлиридин башқа, хитайда ишләнгән F-7PGs вә A-5s типлиқ айропиланларму бар.
Гәрчә пакистан һәрбий даирилири техникилиқ мәсилә чиққан айропиланниң қайси типлиқ айропилан икәнликини ашкарилимиған болсиму, көзәткүчиләр мәзкур айропиланниң чоқум хитайда ишләнгән болуш еһтималлиқини пәрәз қилишмақта.
Бу нөвәтлик хитай-пакистан һәрбий маневири бүгүн йәни дүшәнбә күни башланған. Мәзкур вәқә маневирниң тунҗи күни йүз бәргән. Бу қетимқиси хитай-пакистан бирликтә 2004-йилидин бери елип бериватқан бирләшмә һәрбий маневириниң 4-қетимлиқидур.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, бу маневирниң ғайилиридин бири пакистан вә афғанистан тағлирида һәрбий тәлим көрүватиду дәп қариливатқан шәрқи түркистан пидаийлириға һәйвә көрситиштур.