Пакистан билән хитай 'террорлуққа қарши' ортақ һәрбий маневир елип бармақчи
Франсийә агентлиқиниң билдүрүлүшичә, "достлуқ" дәп исим берилгән бу һәрбий маневир бир һәптә давам қилидикән. Маневирға һәр икки дөләтниң алаһидә қисимлири вә хитайниң һава армийә қисимлири қатнишидикән.
Пакистан президенти асиф али зәрдари 6 - июлдин 11 - июлғичә хитайда зиярәттә болиду. У бу қетимқи зияритидә хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришиду. Техи йеқиндила хитай даирилири пакистанға хәлқара өлчәмләр асасида ядро реактори сетип беридиғанлиқини елан қилғандин кейин америка буниңға нисбәтән гуманий позитсийидә болған иди.
Пакистан хитайниң райондики әң яхши шерики. Пакистан даирилири бундин илгири хитай билән һәмкарлишип, пакистандики уйғурларни тәқиб қилиш, уларни террорчи гумани билән тутуш һәтта хитайға өткүзүп бериштәк һәрикәтләрдә болған иди.
Бу қетим икки дөләтниң һәрбий маневирини "террорлуққа қарши" дегән нам билән елип беришиму алаһидә диққәт тартмақта.