Хитай парасил араллирида порт қуридиғанлиқини җакарлиди
Мухбиримиз ирадә
2012.04.26
2012.04.26
Хитайниң бу қарариниң филиппин-хитай оттурисида давам қиливатқан тиркишишни техиму өткүрләштүрүветидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бүгүн бәргән баянатида “парасил араллири әзәлдин тартип хитайниң земини. Буни хәлқарада талаш-тартиш қилишниң орни йоқ” дегән.
Хитайниң җәнубий деңизда игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүши, филиппин, бруний, вйетнам, малайшия вә тәйвән қатарлиқ дөләт вә районларни биарам қиливатқан бир әһвал. Гәрчә алақидар тәрәпләр бу мәсилини хәлқара сотта һәл қилишни тәшәббус қилип, хитайни сөһбәткә чақирсиму, әмма хитай даирилири буни изчил рәт қилип кәлгән.