Хитай уйғур елини хәлқ пули арқилиқ чегра һалқиған мәбләғ селиш синақ райони қилғанлиқини җакарлиди

Хитай һөкүмити җүмә күни, уйғур елини хәлқ пули арқилиқ чегра һалқиған мәбләғ селиш түрлирини расчот қилиш синақ райони қилғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз җумә
2010.10.30

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу хитайниң хәлқ пули билән мәбләғ селиш расчотини тунҗи қетим синақ қилиши болуп, уйғур елидә бу хил мәбләғ селишни синақ қилидикән.

Мурасим җүмә күни үрүмчидә елип берилған болуп, мурасимни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә хитай хәлқ банкиси бирликтә уюштурған.
 
Хәвәрдә нәқил елип көрситишичә, мурасимда сөз қилған хитай хәлқ банкисиниң муавин башлиқи ху шавлйән, буниң "шинҗаңниң қошна әлләр билән болған иқтисадий мунасивәтлирини илгири сүрүш вә мәбләғ салғучи ширкәтләрни хәтәрдин сақлап қелишни мәқсәт қилидиғанлиқи" ни көрсәткән.

Хуниң билдүрүшичә, хәлқ пули арқилиқ мәбләғ селиш дегәнлик, хәлқаралиқ сода вә мәбләғ селишта хитай пулини ишлитиш дегәндин ибарәт болуп, бундақ болғанда чәтәл пуқралири биваситә хитай пулида һесабат ачалайдикән.

Хәвәргә қариғанда, бәзи хитай содигәрлири доллар вә явро қиммитиниң чүшүш һадисиси чәтәлгә мәбләғ салған хитай ширкәтлирини зиянға учратқанлиқини, әгәр хитай пули билән биваситә мәбләғ селинса, бу хитай ширкәтлири үчүн пайдилиқ икәнликини билдүрүшкән.

Буниң уйғур елиниң йәрлик хәлқлиригә қандақ мәнпәәт елип келидиғанлиқи һазирчә намәлум.

Хитай һөкүмити җүмә күни, уйғур елини хәлқ пули арқилиқ чегра һалқиған мәбләғ селиш түрлирини расчот қилиш синақ райони қилғанлиқини җакарлиди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.