Хитай қанун саһәсидики мутәхәссисләр қанунниң мустәқиллиқини әмәлгә ашурушни тәшәббус қилди

Әнглийә б б с агентлиқиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, хитай қанун саһәсидики бир қисим мутәхәссисләр мақалә елан қилип, хитай коммунист һөкүмити рәһбәрлиридин хитайда қанунниң мустәқиллиқини әмәлгә ашурушни тәшәббус қилған.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.18

Бейҗиң тәбиий пәнләр университети қанун тәтқиқат ишханисиниң мудири профессор шү җиң, хитай әдлийә-қанун тәтқиқат ишханисиниң тәтқиқатчиси доктор хуаң йәнхав, ғәрбий җәнуб қанун әдлийә университетиң лектори лу руңруң қатарлиқлар тәрипидин йезилған “2012-йили хитайдики әдлийә-қанун саһәсидики ислаһат һәққидә доклат” намлиқ мақалидә, хитайниң йеңи әвлад рәһбәрлиридин хитайда һазирға қәдәр йолға қоюлуватқан қанун системисиға қарита ислаһат елип беришни әмәлийләштүрүш тәләп қилинған.

Мақалидә, алди билән қанунниң мустәқиллиқиға капаләтлик қилип, қанун билән партийиниң мунасивитини ениқ айриветиш, қанунниң мустәқил адил йолға қоюлушиға капаләтлик қилиш, һәрқандақ шәхс яки тәшкилатниң әдлийә-қанун ишлириға арилишишиға йол қоюлмаслиқ тәләп қилинған.

Мақалидә йәнә, нөвәттә җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң башқурушида болуватқан әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш, муқимлиқни сақлаш баһанисидә әрздарларни тутқун қилип әмгәк билән өзгәртиш мәйданлириға әвәтиштәк қилмишларни түптин өзгәртиш қатарлиқлар тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.