Хитай қанун мақуллап, торни контрол қилишни күчәйтти

Хәлқ хәлқ қурултийи даимий комитети җүмә күни тор контроллуқини күчәйтиш тоғрисидики қанун лайиһисини рәсмий мақуллиди. Тор абунитлириниң һәқиқий исмини ишлитип, тизимға алдуруши тәләп қилинған мәзкур қанун лайиһиси җүмә күндин башлап рәсмий күчкә игә қилинди.
Мухбиримиз әркин
2012.12.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәзкур бәлгилимә хитай тор бәтлиридә компартийә рәһбәрлириниң мал-мүлкини ашкарилашни тәләп қилип муназирә қозғалған мәзгилдә мақулланған. Нөвәттә, хитайдики 1000 дин артуқ атақлиқ шәхс торда имза қоюш паалийити қозғап, хитай компартийиси сиясий бюросиниң 25 нәпәр әзасиниң мал-мүлкини елан қилишни тәләп қилған.

Қанун лайиһиси 11-нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 30‏-қетимлиқ йиғинида мақулланди. Мәзкур комитетниң йиғини 5 күн давам қилған. Мәзкур лайиһини тәнқид қилғучилар униң тор әркинликини илгириләп боғуп, ахбарат әркинликигә бузғунчилиқ қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Лекин хитай һөкүмәт даирилириниң илгири сүрүшичә, бу “бәлгилимә тор учур бихәтәрликигә капаләтлик қилип, пуқраларниң, қанун орунлириниң вә башқа органларниң қануний һоқуқ-мәнпәәтни қоғдап, дөләт бихәтәрлики вә җамаәтниң иҗтимаий мәнпәитигә капаләтлик” қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.