Хитайдин негирийигә қорал експорт қилған әнглийилик җазаға тартилди

Хитайдин йөткәлгән қорал-ярақларни негирийигә експорт қилишқа ярдәм қилған бир әнглийилик қорал содигири 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Мухбиримиз җүмә
2012.12.05

Гарй һйде исимлик бу содигәр 2007-йили 40 миң тал AK-47 типлиқ аптомат, 30 миң тал милтиқ, 10 миң тапанча вә 32 милйон тал оқни хитайдин негирийигә йөткәп бәргән.

Гарй һйде бу қорал ярақларни әнглийиниң рухситисиз йөткигән вә буниңға берилгән 1 милйон доллар тапан һәққини һөкмәттин йошурған.

Хитай билән негирийә арисида түзүлгән бу қорал содиси тохтами қанунлуқ болсиму, йөткәп бәргүчи әнглийилик болғачқа әнглийә даирилиридин йөткәш рухсити елиши керәк икән.

Нигерийиму башқа африқа әллиригә охшаш хитайдин йеник типтики қоралларни көп сетивалидиған дөләтләрниң бири. Бу хилдики қораллар хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини тартиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.