Хитайниң қорал-ярақ қараңғу базиридики бошлуқлар диққәт тартмақта
2011.09.19
Хитайда ширкәтләрниң асасән дөләт игиликидә икәнликини көздә тутқучилар, хитайда қорал-ярақ әткәсчиликиниң мумкинсиз яки аз еһтималлиқ икәнликини билдүрсә, йәнә бәзи көзәткүчиләр бир қисим пакитларға асасән, хитайда қорал-ярақ қараңғу базирида чоң бошлуқларниң барлиқини илгири сүрүшмәктә.
Сингапор вақти гезитиниң мисал елишичә, хитай қораллиқ сақчилири 1992-йили пиңюң наһийисидә, бир қара гуруһни қолға чүшүрүш үчүн, униң билән 80 күн қораллиқ тоқунушқан. Нәтиҗидә, 854 кишини қолға алған, 981 килограм хроин вә 353 данә һәр хил типтики қорал-ярақни мусадирә қилған.
Хәвәрдә мәзкур опиратсийәниң узунға созулғанлиқи вә олҗилири, хитайда қараңғу базардин қорал-ярақ сетивелишниң тамамән мумкин вә асанлиқи илгири сүрүлгән. Йәнә мәзкур хәвәрдә билдүрүшичә, йеқинда һиндистанниң бир қисим тинчсиз районлиридики исянкар гуруппиларниң қолидинму хитайда ишләнгән қорал ярақлар тепилған.
Һиндистан дөләт бихәтәрлик тармақлири нөвәттә, мәзкур қоралниң сетивелинишида хитай дөлитиниң хәвири бар-йоқлуқини тәкшүрмәктә.
Хәвәрдә йәнә хитайниң чәтәл күчлиригә қорал сетишиниң көп һалларда сиясий мәқсәтлик болғанлиқини, шуңа хитайниң чәтәл көчлирини көп һалларда һәқсиз қорал билән тәминлигәнликини баян қилған.
Өткәндә канаданиң йәр шари гезити хитайниң казафийға қорал сетип бериш һәққидә келишим түзгәнликини баян қилған, арқидин ню-йорк вақти гезити тәкшүрүш елип берип, мәзкур келишимниң техи әмәлийләшмигәнликини ашкарилиған иди.