Хитай мунасивәтлик дөләтләрни рабийә қадир ханим тоғрисида агаһландурди

Хитай һөкүмити баянат елан қилип, мунасивәтлик дөләтләрни явропа сәпиридики дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимға сәһнә яритип бәрмәслик тоғрисида агаһландурди.
Мухбиримиз әркин
2009.09.04

Рабийә қадир ханим явропа әллирини зиярәт қилип, уйғур вәзийити вә уйғур мәсилисини һәл қилишниң чарә-тәдбири үстидә яврупа иттипақидики мунасивәтлик даириләр билән бир қатар учиришишларни елип бериватқан иди.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй күндилик ахбарат елан қилип йиғинида явропа әллирини агаһландуруп, " биз мунасивәтлик дөләтләрни униң һәқиқий маһийитини тонуп йетип, униң җуңгоға қарши бөлгүнчилик паалийәтләрни елип беришиға шараит һазирлап бәрмәсликкә чақиримиз" дигән.

Рабийә қадир ханим буниңдин бир күн бурун явропа парламентиниң кишилик һоқуқ йиғинида нутуқ сөзләп, хитай даирилирини өзи билән сөһбәт өткүзүшкә чақирған, хитай һөкүмити болса униң сөһбәт өткүзүш тәклипини рәт қилған иди. Җяң йүй йәнә рабийә қадир ханимни хитайниң миллий сияситигә "төһмәт қилиш" вә "ялған сөзләш" билән әйиблигән.

Җяң йүй баянат елан қилған шу күни үрүмчидә уйғур башланғуч мәктәп балилириға зәһәрлик ваксина селиш вәқәси йүз бәргән, хитайлар уйғурларға қарши намайиш қилип, ваң лечүәнни истипа беришкә чақириш вәқәси йүз бәргән иди.

Рабийә қадир ханимниң бу сәпиридә белгийә, германийә, чехийә вә полша қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилиш пилани бар иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.