Хитай сақчилири әлҗәзириниң уйғурларни зиярәт қилишиға пәқәт пурсәт бәрмигән
2011.09.17
Әл җәзирә қанилиниң блог бетидә 16-сентәбир берилгән хәвәрдә хитайниң көчмән сиясити сәвәблик әслидә район нопусиниң 90 пирсәнтини игиләйдиған уйғурларниң нөвәттә 40-45 пирсәнткә чүшүп қалғанлиқи көрситилип: әслидики көп санлиқ, аз санлиққа айлинип қалған иди, дәп йезилған.
Хәвәрдә йәнә, бу районда уйғурлар хитайлар билән асасән тәң нисбәттә болғанлиқи үчүн уйғурларниң авазиғиму орун берилиши керәк иди, дәп йезилған.
Һалбуки хитай бихәтәрлик даирилириниң, әлҗәзирә мухбирлириниң арқисиға киривелип уларни әркин зиярәт қилишқа амалсиз қойғанлиқи алаһидә әскәртилгән.
Хәвәрдә қәшқәрдики бир вәқә баян қилинип мундақ йезилған: бир қетим, нәқиш вә толта қоюлған пичақларни ясайдиған бир йәрлик уйғур һәйранлиқ иликидә бизгә келип гәп қилди. Бир минут параңлиша, параңлашмайла, уни бир қанчә пуқрачә кийингән сақчилар янға тартип, сорақ қилишқа башлиди вә немә дейишкәнликимизни сорап кәтти.
Хәвәрдә йәнә, һөкүмәт даирилириниң мухбирларни қәтий қарши алмиғанлиқи баян қилинған.
Хитай һөкүмити 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин уйғур райониға баридиған чәтәл мухбирлириға қаритилған башқурушни илгирикидин һәссиләп ашурған иди.