Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қурған

Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қуруп, бу йил 18 - өктәбирдин башлап кочида чарлашқа орунлаштурулған. Бу хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси" дин кейин алған әң йеңи бихәтәрлик тәдбирлириниң бири дәп қаралмақта.
Мухбиримиз җүмә
2010.10.25

"Шинҗаң қанунчилиқ гезити" дә берилгән хәвәрдә оттуриға қоюлушичә, мәзкур әтрәт үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик әтрити аммиви қатнаш аманлиқини сақлаш җамаәт хәвпсизлики шөбә идарисидики хадимлар асасида қурулған.

Хәвәрдә мәзкур әтрәтниң "коча җинайәтлири" гә зәрбә беридиғанлиқи илгири сүрүлгән болуп, әтрәт хадимлири тәңритағ райони, сайбағ райони вә йеңи шәһәр райони қатарлиқ районларға бөлүнгән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң қаришичә, мәзкур пуқрачә кийингән сақчиларға йәнә уйғур җамаити арисидики сөз -чөчәк вә иш - һәрикәтләр үстидин пайлақчилиқ қилиш вәзиписиму берилгән.

Дилшат ришит мундақ деди: "бу хитай һөкүмити '5 - июл үрүмчи вәқәси' дин кейин үрүмчидә йолға қойған йәнә бир тәдбир. Бу сақчиларниң ишқа орунлаштурулуши үрүмчидики уйғур җамаитиниң кишилик һоқуқлирини техиму еғир дәриҗидә дәхлигә учритиду."
 
Дилшат ришит ахирида, пуқрачә кийингән сақчи қошунлириниң кеңәйтилиши, уйғур елидә қанунсиз адәм тутуш қилмишлирини йәниму еғирлаштуруветидиғанлиқини илгири сүрди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.