Хитай уйғур илидики қораллиқ сақчи әтритиниң дәриҗисини өстүрди

Хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети йеқинда қарар мақуллап, хитай хәлқ қораллиқ сақчи қисимлири шинҗаң баш әтритиниң штатини муавин корпуслуқтин толуқ корпуслуққа өстүргән.
Мухбиримиз әркин
2008.11.28

" Шинҗаң гезити"ниң пәйшәнбә күни тарқатқан бу һәқтики хәвиридә "шинҗаң қораллиқ сақчи қисимлар баш әтритиниң дәриҗисини өстүрүштики мәқсәтниң районда дөләт бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиққа капаләтлик қилиш икәнликини билдүргән.

Шинхуа тор бекитиниң хәвиридә болса райондики хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң штатиниң өстүрүлгәнлик муддиасини конкиретлаштуруп, " террорлуққа қарши күрәштики ролини күчәйтиш" икәнликини илгири сүргән. "Шинҗаң гезити"ниң әскәртишичә, хитай хәлқ қораллиқ сақчи қисимлириниң сияси комиссари йүй линшяң "шинҗаң баш әтритиниң дәриҗисини өстүрүш "қарариниң өткән сәйшәнбә күни елан қилинғанлиқини билдүргән болуп, у бу қарарни " шинҗаңда дөләт бихәтәрлики, иҗтимаий муқумлуқ, вә узун - муддәтлик тинчлиқ һәм муқумлуқ орнитиштики муһим қарар", дәп тәкитлигән.

Бу қарарниң елинишида 8‏ - айдики қәшқәр сәмән йоли, яманяр вә кучарда йүз бәргән хитай сақчи қисимлириға һуҗум қилиш вәқәлириниң қанчилик рол ойниғанлиқи мәлум әмәс. Лекин хитай 11 ‏ - сентәбир вәқәсидин кейин уйғур елидә " террорлуқ " қа қарши һәрикәт башлиғанлиқини җакарлап, кәң көләмлик бастурушни йолға қоймақта иди.

"Шинҗаң" қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң дәриҗисини өстүрүш қарари америка вә хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлири хитайни уйғур мәдәнийити, диний әркинлик вә өз көз қаришини тинч йоллар билән ипадилигән өктичи шәхсләрни бастуруш билән әйибләватқан мәзгилдә елан қилинди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.