Явропа бирлики хитайни сахта таварлирини йиғиштуруш һәққидә йәнә агаһландурди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.03
2010.09.03
Комиссийон башлиқи алгирдас сәмәта, сахта тавар мәсилисидә хитай билән қәғәз йүзидә яхши келишиватқанлиқини, бирақ иҗра қилишта ундақ болмайватқанлиқини әскәртип, хитайниң бу җәһәттә йәнә илгириләп тәдбир қоллиниши керәкликини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, явропадики сахта тавар қатариға киридиған аяғларниң 90%и, компютер үскүнилириниң 81%и вә кийим кечәкләрниң 72% иниң хитайдин киргүзүлгәнликини әскәртип өтти.
Мәлум болушичә, алдинқи йилқи келишим бойичә, икки тәрәп бирликтә таможнида сахта таварларни назарәт қилиш гурупписи тәсис қилған. Нәтиҗидә йил ахирида, явропа тәрәп, сахта таварға алақидар 55 делони паш қилған, хитай тәрәп болса аран 5 дело паш қилған.
Бир һәптидин бери явропа бирлики билән хитайниң бу һәқтики алақидар тармақлириниң сөһбитидә, хитайда ишләпчиқирилған сахта таварларниң явропа карханичилиринила әмәс, хитайниң өз ичидики қанунлуқ тиҗарәт қиливатқан карханилириниму зиянға учритиватқанлиқи оттуриға қоюлған. Әмма, бу һәқтики хәвәрләрдә хитай тәрәпниң бу мәсилигә қандақ сәвәб көрсәткәнлики яки вәдә бәргәнлики тилға елинмиған.