Америка қурулуш ширкәтлири хитай һак мәһсулатлириниң тәркибидә зәһәр барлиқини паш қилди
2012.10.16
Әгәр бу әрз қобул қилинип һөкүм чиқирилса, хитай ширкәтлири үстидин зиянкәшликкә учриғучиларға төләм бериш һөкүм қилинидикән.
Тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, хитайда ишләнгән һак мәһсулатлирини ишләткән өйләрдә яшиған америкилиқларда, беши ағриш, нәпси боғулуш, териси қичишиш, көзи қизирип яллуғлиниш қатарлиқ кесәлләр байқалған. Һәтта бу аилиләрдә ишлитиливатқан телевизор, микролуқ очақ қатарлиқларда көп кашила көрүлүш, күмүш һәм мистин ясалған вилка-қошуқ, қазан-чөмүш қатарлиқ ашхана сайманлиридиму қаридап кетиш әһвали еғир болған.
Йеқинқи йиллардин буян хитайда ишләнгән мәһсулатларниң сүпитиниң начар, сахта болушидәк әһваллардин башқа, болупму хитайда ишләнгән мәһсулатларда зәһәрлик маддиларниң көплүки қатарлиқ мәсилиләр хитай маллириниң хәлқара базарда чәклинишигә сәвәб болмақта.
9-Айниң ахири германийидә йүз бәргән хитайдин импорт қилинған бөлдүргәндин зәһәрлиниш вәқәсидин кейин, явропа дөләтлиридики пуқралар арисида хитайдин көктат, мевә-чевә вә йемәклик импорт қилмаслиқ садалири күчәйгән. Германийә қатарлиқ дөләтләрдики йемәклик тиҗарити қилидиған содигәрләр ахбарат васитилиригә баянат берип, бундин кейин хитайниң йимәк-ичмәклирини импорт қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.