Хитайниң йеңи рәһбәрлириниңму меңиси кона
Мухбиримиз вәли
2010.10.31
2010.10.31
Бу, хитай мәркизи һәрбий комитетиға йеңидин муавин рәис болуп бәлгиләнгәнлики билән из басарлиқ орни тиклиниватқан ши җинпиңниң техичә 'америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш уруши' дегән кона аталғуни қолланғанлиқиға қилинған мәсхирә.
Мақалидә ейтилишичә, 1950 - йилидики корийә уруши шимали корийә билән җәнубий корийиниң уруши. Бу урушқа гәрчә хитай арилишип, шимали корийигә 'ярдәм' бериш үчүн милйонлиған әскири өлгән, әмма шимали корийә билән җәнубий корийиниң дөләт чегрисида һечқандақ өзгүрүш болмиған. Уни хитайниң америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш уруши дегидәк йериму йоқ. Әйни вақитта уруш қилған икки корийиму бу урушни хитайниң америкиға қарши уруши дәп атиған әмәс.
Бу пәқәт хитайниң йеңи рәһбәрлириниңму меңиси йәнила кона икәнликини билдүриду, халас.