Хуҗинтав чаңчүндә кимйоңелни әң юқури өлчәмдә күтүвалди
Мухбиримиз вәли
2010.08.29
2010.08.29
Хитай бу һәшәмәтлик күтүвелишниң җәрянини учур вастилириға ашкарилимиди. Тәһлилчиләрниң қаришичә, кимйоңелниң бу қетимқи хитай зиярити үчинчи оғлиниң избасарлиқ салаһитини хитайға етирап қилдуруш болуши мумкин.
Хәвәрдә ейтилишичә, учурушуш аяқлашқандин кейин, кимйоңелниң йүк - тақлирини еғир аптомобиллар чаңчүндики нәнху меһманханисидин тошуп кетип, униң мәхсус пойизиға қачилиған. Кимйоңелниң дөлитигә қачан қайтидиғанлиқи вә қайси йол билән қайтидиғанлиқи намәлум.