Хитайдики бир қисим ширкәтләр уйғур райониға көчүшни пилан қилмақта
Хәвәрдә көрситишичә, ә хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети санаәт, сода вә йеза игиликидә ишлитилидиған енергийиниң һәр бир киловатиға қоюлидиған баҗни бу йил декабирдин башлап 0.03 Йүән өстүргән.
Хәвәргә қариғанда хитайниң хунән, гуйҗу, гуаңши қатарлиқ дат басмас полат, алаһидә полат вә карбонлаштурулған полат мәһсулатлирини ишләп чиқириш базилирида енергийә беҗи алаһидә өстүрүлгән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, хитайниң информатсийә технологийиси анализчиси җаң хәнмей шуниң билән мәһсулатларниң тәннәрхи өскәнлики, нөвәттә нурғун еғир санаәт ширкәтлириниң енергийә беҗи төвән районларға көчүшини пилан қиливатқанлиқини билдүргән.
У мундақ дегән: хитайниң ғәрбидики шинҗаң уйғур аптоном райони бәлким көчүш әң мувапиқ җай болуши мумкин.
Бу йилниң бешида хитай муһит министирлиқи елан қилған доклатта, хитайдики еғир санаәт базилириниң башқа районға көчүшүши шу районларда муһит булғиниш мәсилисини еғирлаштуруветидиғанлиқини көрсәткән иди.