Хитай гүәнтанамодики 2 уйғур мәсилисидә шветсарийигә тәһдит салди
Шветсарийә болса юқириқи икки уйғурниң бихәтәрликкә тәһдит йәткүзмәйдиғанлиқини, уларни қобул қилишта инсанпәрвәрликни чиқиш қилғанлиқини билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси ма җавшуй пәйшәнбә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң бу һәқтики соаллиға җаваб берип, хитай тәрәпниң бу мәсилини хитай - шветсарийә әркин сода келишими түзүш сөһбәт йиғинида оттуриға қойғанлиқини тәкитлигән.
"Бу қарар җуңго - шветсарийә мунасивитигә тәсир көрситиду" дәп тәкитлигән ма җавшуй, гүәнтанамодики бу кишиләр шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң әзалири икәнликини, шәрқий түркистан ислам һәрикити болса б д т хәвпсизлик кеңишиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгәнликини илгири сүргән.
Лекин мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити баянат елан қилип, шветсарийиниң бу қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрүп, "шветсарийә һөкүмити вә хәлқиниң инсанпәрвәрлик роһини намайән қилип, хитайниң тинимсиз бесимиға қаримай бу икки кишини қобул қилғанлиқи пәвқуладдә әһмийәтлик," дәп көрсәтти.