Килинтон ханимниң “ипласлиқ” дегән әйиблимиси хитайниң йеғириға тәгди
2012.02.27
Килинтон ханим сөзидә “улар ялғуз сүрийә хәлқиниңла әмәс, пүтүн әрәб хәлқлириниң ойғиниш һәрикәтлиригә тосқунлуқ қиливатиду” дегән. Килнтон ханимниң бу сөзлири бейҗиңға қаттиқ тәсир көрсәткән болуп, бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң ли бу һәқтә тохтилип, мәзкур тәнқидни “қобул қилғили болмайду” дәп наразилиқ билдүргән.
Хитай хәлқ гезитиму бүгүн бу һәқтә мәхсус обзор елан қилип, америкиниң әрәб баһарини қоллаш мәйданини сәмимий әмәс дәп тәнқид қилған. Гезит, хитайниң сүрийә хәлқиниң узун муддәтлик мәнпәитини ойлишиватқанлиқини оттуриға қоюп, хитайниң б д т бихәтәрлик кеңишидә, сүрийини җазалаш қарариға тосқунлуқ қилмишини ақлиған.
Хитайниң бу қетимқи наразилиқи явропа бирликиниң сүрийигә қарши йеңи җаза тәдбирлирини мақуллиған бир мәзгилигә тоғра кәлди. явропа бирликиниң йеңи җаза қарарида, сүрийә мәркәз банкисиниң пуллирини тоңлитиш вә бәшар әсәд һөкүмитигә бесимни күчәйтиш қатарлиқ йеңи тәдбирләр мақулланған.