Хитай һөкүмити уйғурлар әң көп җайлашқан қәшқәр конишәһәр наһийисидә тәшвиқат һәрикитини башлиди
Мухбиримиз вәли
2008.11.19
2008.11.19
Хитайниң 'шинҗаң хәвәр тори'да ашкарилинишичә, хитай һөкүмити бу йил 10 - айда, қәшқәр конишәһәр наһийисидә "чоң тәшвиқат, чоң паш қилиш, чоң тәкшүрүш' һәрикити елип беришқа башлиған. Хитай һөкүмити бу һәрикәтни һөкүмәт органлиридики әң төвән дәриҗилик әмәлдар дәп һесаблинидиған муавин 'гу' башлиқи дәриҗиликтин юқири кадирларни өз йезилириға әвәтип шуларға башлатқан.
Хитай һөкүмити өз йезилириға қайтурған кадирларниң қолиға 'тәшвиқат тезиси' йезип тутқузған. Улар шу тизисни оқуп йүрүп, деһқанларни һазир 'дең шавпиң нәзирийиси', 'үчкә вәкиллик қилиш идийиси', 'йәрни өтүнүш - бай болуш сиясити' қатарлиқлар буйичә иш қилишқа, қәшқәрдә бу йил йүз бәргән 'террорлуқ' вәқәләрни паш қилиш вә 'үч хил күчләр'гә өчмәнлик билдүрүшкә мәҗбурлимақта.
Хәвәрдә ейтилишичә, қәшқәр конишәһәр наһийисидә елип берилған бу қетимқи 'чоң тәшвиқат, чоң паш қилиш, чоң тәкшүрүш' һәрикитигә мәҗбурланған адәм сани 60 миңға йәткән.