Ма йиңҗу: хитай тәйвәнгә қаритилған башқурулидиған бомбилирини еливетиши керәк
Ройтерста көрситишичә, тәйвән президенти ма йиңҗу, хитай даирилириниң тәйвәнгә қарита 1000 дин артуқ башқурулидиған синарәт тикләп қойғанлиқини һәмдә буларни барғанчә көпәйтиватқанлиқини, буниң тәйвәнликләр алаһидә диққәт қилидиған мәсиләрдин бир икәнликини көрсәткән. У мундақ дегән: " әгәр биз чоң қуруқлуқ билән тинчлиқ сөһбити елип баримән дәйдикәнмиз, әлвәттә биз уларниң бу башқурулидиған бомбиларни бир тәрәп қилишини халаймиз. Еливәтсиму, чувуп ташлисиму мәйли."
Ма йиңҗу йәнә, гәрчә тәйвәнниң хитай билән һәрбий һазирлиқлар мусабиқисигә чүшмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, өзини қоғдаш учун америкидин йәнә көпләп қорал сетивалидиғанлиқини билдүргән.
Гоминдаң партийисидин болған ма йиңҗу өткән йили тәйвән президенти болуп сайланған вә хитайға қарита юмшақ дипломатийә қолланған. Шундин кейин хитайниң тунҗи юқири дәриҗилик рәһбәрлиридин тәшкиллигән бир сода өмики тәйвәнни зиярәт қилған иди.