Вен җябав хитайниң тәйвәнгә қаритип қоюлған башқурулидиған бомбилириниң йөткәп кетилиши мумкинликини билдүрди

Хитай баш министири вен җябав тәйвән ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилип, хитайниң тәйвән боғузида орунлаштурған башқурулидиған бомбилириниң йөткәп кетилиш мумкинчилики барлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2010.09.24

Вен җябав бу сөзләрни б д т ниң нюйорктики баш штабида чақирилған б д т омуми қурултийиға қатнишиш җәрянида тәйвән ахбарат васитилириниң бу һәқтики соалиға җаваб бәргәндә тәкитлигән. У, икки тәрәп арисидики мунасивәтни юмшитишниң, тәйвән боғузи икки қирғиқидики хәлқләрниң арзуси вә тәлипини әкс әттүрүдиғанлиқи вә мухбирларға оттуриға қойған юқириқи мәсилиниң "кәлгүсидә әмәлгә ешиши мумкин" ликини билдүргән.

Хитай һөкүмити 1990 ‏- йиллиридин башлап тәйвән боғузиға миңдин артуқ башқурулидиған бомба орунлаштурған, шундақла тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса қорал күчи ишлитидиғанлиқини агаһландурған.  Лекин гоминдаң партийиси тәйвәндә һакимийәт бешиға чиққандин кейин, тәйвән -хитай мунасивити тез юмшашқа башлап, икки тәрәпниң сиясий вә иқтисади алақиси күчәйгән.

Вен җябавниң юқириқи сөзлиридин кейин, тәйвән баш министири ву дунйи буниңға инкас қайтуруп, тәйвәнгә қаритилған башқурулидиған бомбиларни йөткәп кетиш билән мәсилә һәл болмайдиғанлиқини билдүрди. У, "башқурулидиған бомбиларни елип кетиш тәһдитниң ахирлашқанлиқини көрсәтмәйду ... Лекин вен җябавниң сөзи сәмимийликниң ипадиси" дегән.

Гоминдаң партийиси һакимийәт бешиға чиққандин кейин, хитай компартийә һөкүмити билән йеқинлишиш сиясити тәйвәндики мустәқиллиқ тәләп қилидиған йәрлик тәйвәнликләрни қаттиқ биарам қилған. Бу, йәрлик тәйвәнликләр билән 1949 ‏- йили хитай чоң қуруқлуқидин тәйвәнгә қечип кәлгән гоминдаңпәрәс хитай пуқралири арисидики бөлүнүшни җиддийләштүрүвәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.