Хитай далай ламани пурсәтни қәдирләшкә чақирған

Хитай ташқи ишлар баянатчиси бүгүн, башлиниш алдида турған 9 - қетимлиқ хитай - тибәт сөһбити һәққидә, далай ламани пурсәтни қәдирләп, мәркизи һөкүмәтниң тәләплиригә иҗабий җаваб қайтурушқа чақирған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.26

Ахирқи қетимлиқи 2008‏ - йили 11 ‏ - айда өткүзүлгән хитай - тибәт сөһбитини давамлаштуруш үчүн тибәт вәкиллири алдинқи күни хитайға йетип барған. Әмма сөһбәтниң орни вә конкерт мәзмуни мәхпий тутулмақта. Бүгүн хитай баянатчи сөзидә сөһбәтниң далай ламаниң тәлипигә асасән, хитайниң алақидар тармақлар тәрипидин уюштуруливатқанлиқини билдүргән. Далай ламаниң баянатчиси тәнзин такла сөһбәтни "ортақ келишим үчүн бир тиришичанлиқ җәряни" дәп чүшәндүргән.

Бүгүн йәнә америка билән әнглийиму баянат елан қилип, мәзкур сөһбәткә мәдһийә оқуған вә бу сөһбәтни буниңдин кейин елип берилидиған һәл қилғуч сөһбәтләр үчүн асас болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Йеқинқи йиллардин бери далай лама, хитай һөкүмитигә һәқиқий аптономийә тәлипини сунуп кәлмәктә. Хитай болса, далай ламаниң әсли мәқситиниң мустәқиллиқ икәнликини тәкитләп, далай ламаниң шәртлирини инкар қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.