Хитай һәрбий даирилири тибәттә етиш мәшиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди

Б б с ниң баян қилишичә, хитай һәрбий даирилири бүгүнки баянатида, хитайниң қуруқлуқ вә һава қисимлириниң тунҗи қетимлиқ бирләшмә етиш мәшиқини тебәт егизликидә елип баридиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2010.10.27

Хитай бүгүн җакарлиған бу һәрбий мәшиқниң тибәтләргә вәһимә пәйда қилидиғанлиқи, шундақла хитай билән һиндистан оттурисидики чегра мәсилисини техиму җиддийләштүрүдиғанлиқи ениқ.

'Азадлиқ армийә гезити'ниң баян қилишичә, бу бирләшмә һәрбий мәшқ тибәт районидики деңиз йүзидин 4 миң 700 метир игиз җайларда өткүзилидикән. Мәшиқтә һуҗумчи айропилан, танка, зәмбирәк вә електронлуқ қораллар қоллинилидикән.

Франсийә агентлиқниң баян қилишичә, өткән һәптидә, чиңхәй өлкисидики тибәт оқуғучилири, хитай һөкүмитиниң тибәт мәктәплиридә тибәт тилида оқутушни чәклигәнликигә қарши намайиш қилған иди.

Шуниңдин кейин тибәтләрниң өз тил  -йезиқини қоғдаш авази техиму улғийиватқан, түнүгүн йәнә 300 дин артуқ оқутқучи хитай һөкүмитигә, мәктәпләрдә тибәт тилида оқутушни сақлап қелиш һәққидә имза қоюп тәклип йоллиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.