Хитай, мелбурн кино фестивал ториға иккинчи қетим һуҗум қилди

Хитай хаккерлири уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханимниң австралийә мелбурн хәлқара кино фестивалға қатнишидиғанлиқиға қаршилиқ билдүрүп мәзкур фестивал тор бетигә йеңи һуҗум қозғиған.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.01

Франсийә агентлиқида көрситишичә фестивал торбети бир мәзгил паләт һаләткә чүшүп қалған болуп, фәстивалниң торда орун закас қилиш системиси пүтүнләй тақилип қалған.

Фестивал баянатчиси аша һолмәсниң билдүрүшичә, америкида яшайдиған бир хитай пуқраси фестивал тәшкиллигүчилирини бу хилдики вирус һуҗумидин агаһландурған болуп, һуҗум хитайға җайлашқан "барлиқ хитайларни һәрикәткә өтүш чақириқи" намлиқ тор бетидин кәлгән икән.

Франсийә агентлиқида нәқил елип көрситишичә, фестивал баянатчиси мәзкур һуҗумниң фестивалниң торда заказ қилиши системисини вәйран қилишқа қаритилғанлиқи нәтиҗидә торда буйрутуш системисини әмәлдин қалдуруп, беләтни беләт сетиш мәркәзлиридә сетиш мәҗбур болғанлиқини билдүргән.

Баянатчи һолмис йәнә, бу хил һуҗумларниң филим фестивалда туридикән йәнә давам етидиғанлиқини, әммә филимни фестивалдин һәргиз чиқиривәтмәйдиғанлиқини билдүргән.
Хитай тәрәп рабийә қадир ханим һәққидә ешилгән " муһәббәтниң он шәрити" немила һаҗәтлик филимгә қарши туруш учун, филим тәшкиллигүчилиригә бесим ишлитиш, оз филимлирини фестивалдин чекиндүрүш вә фестивал торбетигә һуҗум қилиш һәрикәтлирини елип барған иди.

Бу хитайниң фестивал ториға иккинчи қетим һуҗум қилиши болуп һесаблиниду. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.