Хитай баш министири вен җябав 7 - өктәбирдин башлап түркийини зиярәт қилиду

Хитай баш министири вен җябав 7 - өктәбирдин башлап түркийини икки күнлүк зиярәт қилиду. Вен җябав йеқинқи 8 йилдин бери тунҗи қетим түркийини зиярәт қилған хитай баш министири болупла қалмай, у йәнә түркийә баш министири әрдоған өткән йили үрүмчи 5"‏ - июл вәқәси" дә хитайни әйибләп, уйғурларға "ирқий қирғинчилиқ" елип берилғанлиқини илгири сүргәндин буян, тунҗи қетим түркийини зиярәт қилған әң юқири дәриҗилик хитай әмәлдари.
Мухбиримиз әркин
2010.10.04

Шинхуа агентлиқиниң әскәртишичә, түркийә вен җябавниң 2‏ - өктәбирдин 9 ‏ - өктәбиргичә явропадики 4 дөләттә елип баридиған 7 күнлүк зияритиниң ахирқи бекити болуп, у 7‏ - өктәбирдә түркийә зияритини башлаштин бурун гретсийә, белгийә, италийини зиярәт қилмақчи иди. Нөвәттә вен җябав белгийини зиярәт қилип, брюсселда асия - явропа әллири башлиқлар йиғиниға қатнашмақта.

Гәрчә рәҗәп таййип әрдоған хитайни "ирқий қирғинчилиқ" билән әйиблигән болсиму, лекин шуниңдин буян хитай түркийә мунасивитидә драматик өзгириш йүз бәргән. Икки дөләтниң барди - кәлдиси күчийип, түркийиниң икки тәрәп содисидики експорт һәҗими җиддий артқан. Шуниңдин буян түркийә һөкүмити уйғур мәсилисини ашкара сорунларда қайта тилға елиштин өзини қачуридиған болуп қалған.

Бәзи анализчилар вен җябавниң зияритидә уйғур мәсилисиниң оттуриға чүшидиғанлиқини илгири сүрсиму, лекин анализчилар арисида түркийиниң қандақ позитсийә тутудиғанлиқиға қарита охшимиған қарашлар мәвҗут. Бәзи анализчилар түркийиниң өз мәнпәәтни көзләп, хитайға һәмкарлашқучи позитсийә тутудиғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзи анализчилар уйғур мәсилиси музакирә қилинсила буниң өзи иҗабий илгириләш һесаблинидиғанлиқини тәкитлимәктә.

Түркийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси мурат селим әсәнли, вен җябавниң зиярити түркийә - хитай мунасивитини алға сүридиғанлиқи вә икки дөләт мунасивитиниң келәчикидин үмидвар икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.