Хитай даирилири үрүмчи вәқәсигә алақидар 718 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди

Хитай даирилири сәйшәнбә күни үрүмчи вәқәсигә алақидар 718 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди. Әмма мәзкур санниң илгири намайиштин кейин тутулғанлиқи елан қилинған 1500 адәмниң ичидин айрип қелинған, яки уларға қошуп йеңидин тутулған кишиләрдин тәркиб тапидиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмиди.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.05

5 - Июл намайишидин кейин хитай йәрлик һөкүмити баят елан қилип, намайишқа алақидар 1500 адәмни қолға алғанлиқини илгири сүргән иди. Әгәр бу нөвәт тутулған 718 адәм йеңидин тутулғанлар болса, шуниң билән хитай елан қилған қолға елинғанлар сани җәмий 2218 гә йетиду.

Һалбуки, уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмити елан қилған санниң гуманлиқ икәнликини, әмәлийәттә қолға елинған уйғурлар саниниң нәччә һәссә көп икәнлкини илгири сүргән. Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим бу нөвәтлик японийә зиярити җәрянида намайиштин кейин 10 миң уйғурниң йоқап кәткәнликини билдүргән иди.

Ройтерс агентлиқида хәвәр қилишичә, хитай даирилири бу йил 9 - айниң 20 ‏ - күнлири намайиш гумандарлири устидин сот ачидикән. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.