Рабийә қадир ханим: хитайлар уйғурларни өлтурушни давамлаштурди, лекин уйғурларму тохтап қалмайду

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим: уйғурлар өзини өзи азад қилиду яки қурбан болиду, деди. У, бу һәқтики сөзләрни әркин явропа радиосиниң зияритини қобул қилғанда оттуриға қойди.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.06

Қәшқәр вә хотәнләрдә йеқида йүз бәргән бир қатар вәқәләрниң 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси” билән четишлиқи барлиқини илгири сүргән рабийә қадир ханим: мәнчә бу қетимлиқ һәрикәткә арилашқанлар, 2009-йилидики ашу вәқәләрдә өлтүрүлгән уйғурларниң уруқ-туғқанлири болуши мумкин. “үрүмчи вәқәси” бир чоң вә ечинишлиқ вәқә болсиму, һечким йетәрлик көңүл бөлмигән иди, деди.

Рабийә қадир ханим йәнә хитай даирилириниң 2009-йили 10 миңдәк уйғурни қолға алғанлиқи, қолға елишниң үзлүксиз давамлаштурғанлиқи, һазир саниниң әслидики 10 миңдин һәссиләп ешип кәткән болуши мумкинликини илгири сүрди.

Рабийә қадир ханим ахирида мундақ деди: мәнчә хитайлар уйғурларни өлтурушни давамлаштурди, лекин уйғурларму тохтап қалмайду. Улар, хитай сияситини өзгәртмигүчә тохтимайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.