Хунәндиму уйғур тиҗарәтчиләр билән хитайлар арисида тоқунуш йүз бәргән
2012.12.03
Мәлум болушичә дәсләптә иккиси сөз талашқан, арқидин бир-бирини иттиришкән. Ахирида икки тәрәпкә ян басқучи уйғур вә хитайлар бир-биригә һуҗум коллектип уруп-соқуш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә икки киши йеник яриланған, 160 миң йүән қиммитидики яңақ меғизи вә 40 миң йүән қиммитидики бир мотсиклит бузғучилиққа учриған.
“уйғурбиз” ториниң хитай тор бәтлиридики учур вә инкасларға асасән хәвәр қилишичә, йөяң сақчи даирилири вәқәгә җиддий арилашқан; нәтиҗидә мәзкур вәқәдә зиянға учриған 16 нәпәр уйғур тиҗарәтчиниң зиянлири төләп берилип, юртиға қайтурулған. Нөвәттә вәқә туғдурған лиң фамилилик хитай йүяңдики тйәнйүе сақчиханисида тутуп турулмақта.
Бу хитай өлкилиридә өткән һәптә ичидә йүз берип ахбарат ашкариланған уйғур тиҗарәтчиләр билән хитай пуқралири арисидики иккинчи қетимлиқ тоқунуштур. Алдинқи қетимлиқи хенән өлкисиниң җенпиң наһийисидә йүз бәргән.