Хитай мәмликәтлик сиясий қанун комитетиниң секретари җу йүнкаң уйғур елидә муқимлиқни тәкитлиди
Мухбиримиз ирадә
2010.09.23
2010.09.23
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, һазир уйғур елидә тәкшүрүштә болуватқан җов йүнкаң уйғур елиниң җәнубидики зияритини аяғлаштурғандин кейин 22 - сентәбир алтайға келип, алтайдики қораллиқ қисим вә сақчи қисимлири билән учрашқан.
У учришишта қилған сөзидә, сақчи вә қораллиқ сақчи қисимлар шундақла уйғур елидә турушлуқ қисимларни "мәркизи һөкүмәт вә уйғур районлуқ һөкүмәтниң йолйоруқини тәврәнмәй иҗра қилип, чегра районниң бихәтәрликини қоғдап, дөләтниң бирлики вә пүтүнлүкини қоғдашқа, шинҗаңниң муқимлиқиға капаләтлик қилишқа" чақирған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтики баянатида, хитай даирилириниң уйғур районида аталмиш мәңгүлүк әминликни бәрпа қилишни уйғурларниң һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қилиш асасида әмәс, бәлки улар үстидики сиясий бесимни ашуруш, қоралға тайинип районни контрол қилиш арқилиқ еришмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
"5 - Июл вәқәси" дин кейин хитай даирилири "шинҗаң хизмити йиғини" ни чақирип, хитайниң 19 өлкисини уйғур районида "мәңгүлүк әминликини бәрпа қилишқа" чақирған иди.