Хитай, уйғур елидики алий вә оттура мәктәпләрдә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти

Бу һәптиниң башлири чиңхәйниң хуаңнән тибәт аптоном областида "қош тиллиқ маарип"қа қарши кәң көләмлик намайиш партлиғандин кейин, хитай даирилири уйғур аптоном районида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, үрүмчи, или, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлардики алий мәктәп, техником вә оттура мәктәпләрниң оқуғучи - оқутқучилирини тәқип қилишни җиддийләштүргән.
Мухбиримиз әркин
2010.10.22

Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, чиңхәйдики вәқәдин кейин даириләр юқириқи шәһәрләрдики уйғурлар көпрәк салмақни игиләйдиған алий мәктәп вә техникомларда аманлиқ күчлирини көпәйткән.
 
Шуниң билән биргә, уйғур оқуғучиларниң күндилик паалийитини назарәт қилишни күчәйтип, оқуғучилар уюшмилири, сияси йетәкчиләр вә оқуғучилар ичидики актипларни сәпәрвәр қилиш арқилиқ оқуғучиларниң алақә даириси, һәрикити вә торға чиқишни контрол астиға алған.

Дуня уйғур қурултийиниң әскәртишичә, даириләр оқуғучиларниң паалийитини контрол қилипла қалмай, уларниң ой пикири вә идийисини контрол қилишни күчәйтип, вәтәнпәрвәрлик идийә тәрбийиси паалийитини қанат яйдурған.

Бу һәптиниң башлири чиңхәй өлкисиниң хуаңнән тибәт аптоном областидики ребкоң қатарлиқ наһийилиридә нәччә миң кишилик оттура мәктәп оқуғучи вә оқутқучилириниң "қош тиллиқ маарип"қа қарши туруш намайиши партлап, тибәт тилиниң оттура мәктәпләрдин сиқип чиқирилишиға наразилиқ билдүргән иди.

Анализчиларниң әскәртишичә, бу вәқә хитай һөкүмити уйғур елида "қош тиллиқ маарип"ни күчәп йолға қоюп, йәрлик хәлқниң наразилиқини қозғиған бир пәйттә йүз бәргәнликтин, уйғур аптоном райони даирилирини җиддийләштүрүвәткән болуши мумкин. Дуня уйғур қурултийиниң әскәртишичә, һәтта шинҗаң малийә - иқтисад университети қатарлиқ бәзи мәктәпләрдә мәктәп тор бекитиниң пикир алақә сандуқи тақиветилгән.

Тибәтләр чиңхәйниң ребкоң қатарлиқ наһийилиридә намайиш қилғандин кейин, даириләр "5 - июл вәқәси"ниң әксичә намайишчиларға чеқилмиған шундақла пәйшәнбә күни өлкилик партком секретари намайишчиларниң вәкиллирини қобул қилған иди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай даирилирини тибәт вә уйғурларға қош өлчәмлик сиясәт йүргүзүш билән әйибләп, хитай һөкүмитини миллий тил - йезиқниң орниға хитай тилини дәсситиштин ибарәт бир тәрәплимилик "қош тиллиқ маарип"ни бикар қилишқа чақирди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.