Хитай ветнам белиқчи парахотиға оқ чиқарғанлиқини инкар қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.02.26
2012.02.26
Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, японийиниң ортақ хәвәрләр агентлиқи ветнамниң бир белиқчи парахотиниң җәнубий парасил тақим араллири районидики өзигә тәвә районда хитай парахотиниң оқ чиқиришиға учриғанлиқи һәмдә матросларға су чачқанлиқи һәққидә хәвәр тарқатқан болуп, бу вәқә 22 - феврал күни йүзбәргән икән. Бирақ “хитай окян” гезитиниң хәвиридә көрситишичә, җуңго деңиз назарәт баш әтритиниң мәсул хадими бундақ вәқәниң болғанлиқини инкар қилип, бу вәқәни японийә мәтбуатиниң тоқуп чиққанлиқини илгири сүргән. У йәнә мәзкур органниң пәқәт деңизда чарлаш елип берип, қанунсиз қилмишларни ениқлайдиғанлиқини көрсәткән.
Җәнубий парасил вә сипратил тақим араллириниң игилик һоқуқи мәсилиси узундин буян хитай, ветнам, филиппин вә башқа бир қисим шәрқий җәнубий асия дөләтлири арисида җиддий ихтилапларни кәлтүрүп чиқармақта иди. Бу мәсилидә ветнам, хитай һәм филиппин әң сәзгүрдур. 1974 - Йили җәнубий тақим араллирида ветнам билән хитай деңиз армийиси бир мәйдан деңиз уруши қилған.