Хитай һөкүмити японға қарши намайишлардин әндишә қилишқа башлиди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.26
2010.10.26
Җу йүнкаңниң бу сөзлиридин хитай һөкүмитиниң нөвәттики японға қарши намайишларниң нишани вә характери өзгирип, хитай компартийисиниң бир партийилик түзүмигә қарши намайишқа өзгирип кетиш хәвпидин әндишә қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
Бир қисим хоңкоң вә япон ахбарат вастилирида өткән һәптә ахирида шәнши өлкисиниң бавҗи шәһиридә елип берилған японға қарши намайишта, бәзи намайишчиларниң хитай һөкүмитидики парихорлуққа, өй баһасиниң өрләп кетишкә қарши шуарларниму товлиғанлиқи баян қилинған вә бу, намайишчиларниң көп партийилик түзүмни тәләп қилиши дәп көрситилгән иди.
Мәлум болушичә, бүгүн йәнә чуңчиң шәһиридә 500 дин артуқ намайишчи япон консулханиси алдида намайиш қилип, японийини сенкаку арили үстидики һәқ тәлипидин ваз кечишкә чақирған. Намайишчилар йәнә қоллирида япон маллирини байқут қилишқа чақирилған лозункиларни көтүрүвалған.
Җу йүнкаң түнүгүнки сөзидә, намайишчиларниң вәтәнпәрвәрлик һессиятиниң әқлий өлчәмләрдин һалқип кәтмәслики вә һәрикәтлириниң интизам чегрисидин чиқип кәтмәслики үчүн тәшвиқат хизмитини күчәйтишни тәләп қилған.