Хитай, рабийә ханимни зиярәткә тәклип қилған японлуқ тәрәпләрни әйиблиди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң японийә зияритигә инкас қайтуруп, рабийә ханимни зиярәткә тәклип қилған японийилик тәрәпләрни әйиблиди.
Мухбиримиз әркин
2009.10.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилған шу күни рабийә ханим японийиниң кагушима университетида нутуқ сөзләп, японийә вә хәлқара җәмийәтни хитайға бесим ишлитишкә, хитайни "5‏ - июл вәқәси" үстидин хәлқара тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшқа қайил қилишни тәләп қилған иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма җавшуй бир мухбирниң "хитай даим башқиларниң ички ишлириға арилашмайдиғанлиқини әскәртип кәлди. Лекин японийиниң рабийә қадирға виза бәргәнликини тәнқид қилди. Буниңға немә дәйсиз ? дегән соалиға җаваб берип, рабийә ханимни зиярәткә тәклип қилған японийилик тәрәпләрни тәнқидлигән.

Ма мундақ дегән: "японийидики бәзи күчләрниң униң японийини зиярәт қилип, җуңгоға қарши паалийәтләрдә болушини пилан қилғанлиқиға қарита, әлвәттә биз өз наразилиқимизни, миллий бирликимизни бөлүшкә қарши туридиғанлиқимиз ни шундақла дөләтниң бирликини қоғдайдиғанлиқимизни ипадиләймиз."

Ма җавшуй йәнә, рабийә ханимниң мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән. Рабийә ханим болса йеқинда германийиниң франкфорд шәһиридә мухбирларға баянат елан қилип, хитай билән оттуридики мәсилини тинч вә сөһбәт йоли билән һәл қилишқа ишинидиғанлиқини билдүргән иди.

Токйо һөкүмити рабийә ханимниң японийә зиярити японийә - хитай мунасивитигә тәсир йәткүзмәйду дәп қарайдиғанлиқини, японийиниң ички қануниға асасән рабийә ханимға виза бәргәнликини илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.