Хитай, японийә һәрбий парахотлириниң хоңкоңға киришини рәт қилған

Японийә мәтбуатлири хитай һөкүмитиниң 12 - авғуст күни японийиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси арқилиқ японийә һөкүмитиниң үч данә һәрбий парахотиниң хоңкоңда тохтап өтүш тәлипини рәт қиливәткән.
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.16

Минбав гезитиниң хәвәр қилишичә, бирақ җуңго һөкүмити немә үчүн японийә һәрбий парахотлириниң хоңкоңда тохтап өтүш тәлипини рәт қиливетишиниң сәвәблирини чүшәндүрмигән. Бу парахотлар 13 дөләттики һәрбий маневирларға қатнишип қайтқан икән.

Б б с агентлиқиниң японийиниң " асаһи шимбун" гезитидин нәқил елип бәргән хәвиридә ейтилишичә, японийә һөкүмити әслидә бу парахотлирини хоңкоңда тохтитишни ойлашмиған, бирақ, икки дөләт мудапиә саһәсиниң йеқиндин буянқи һәмкарлиқлирини нәзәргә елип, вақитлиқ түрдә җуңго һөкүмитидин бу парахотларни хоңкоңда тохтитип, җуңго тәрәп билән тәҗрибә алмаштурушни ойлашқан болсиму, әмма, бирақла рәт қилишқа дуч кәлгән.

Хәвәрдә йезилишичә, японийә мәтбуатлири таки 16 - авғустқичә бу хәвәрни елан қилмиған. японийә гезитидә йезилишичә, бир японийилик тәһлилчи хитайниң рәт қилиш вәқәси һәққидә тәһлил йүргүзүп, бу японийә тәрәпниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң японийигә келишигә виза бәргәнлики һәмдә сабиқ тәйвән президенти ли деңхуйниң 9 - айда японийини зиярәт қилишиға йол қойғанлиқи билән мунасивәтлик, дәп пәрәз қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.