Хитай даирилири техиму көп хитай яшлирини уйғур елигә келип ишләшкә җәлп қилмақта

Уйғур район даирилири техиму көп хитай яшлирини уйғур елигә келип ишләшкә җәлп қилиш үчүн уйғур елидә “яшларниң шинҗаңда ишқа орунлишиш вә игилик тикләш практика базиси” қурған.
Мухбиримиз ирадә
2011.07.26

Тәңритағ торидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, мәзкур практика мәркизи бейҗиң университети билән “шинҗаң җуңтәй химийә пай чәклик ширкити” имзалиған һәмкарлиқ келишими асасида қурулған болуп, мәркәзниң ечилиш мурасимиға йәнә уйғур районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири әркин имирбақи қатнашқан.

Игилинишичә, келишимгә асасән бейҗиң университети язлиқ вә қишлиқ тәтил мәзгилидә җуңтәй ширкити қармиқидики завутларға практикант оқуғучилирини тәрбийилинишкә әвәтидиған болуп, хәвәрдә мәзкур базиниң “техиму көп ирадилик яшни шинҗаңға келишкә, шинҗаңни тәшвиқ қилишқа вә шинҗаңда йилтиз тартишқа җәлп қилиш” үчүн қурулғанлиқи әскәртилгән.

Хәлқарадики нурғун мустәқил кишилик һоқуқ органлири өз доклатлири арқилиқ уйғур елигә келиватқан хитай көчмәнлири вә уйғурлар арисидики ишсизлиқ мәсилисиниң райондики миллий зиддийәтниң өткүрлишишигә сәвәб болуватқан асаслиқ амил икәнликини тәкитләп, бу җәһәттә хитайни нурғун қетим агаһландурған иди.

Әмма чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса, хитай һөкүмитиниң 5-июл вәқәсидин кейин хитай көчмән йөткәш сияситиниң қәдимини техиму ашурғанлиқини, хитай һөкүмитиниң райондики миллий мәсилини һәл қилишта қилчиликму сәмимий әмәсликини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.