Явропа дипломатлири хитайниң нобил тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқ тәлипини рәт қилди
Мухбиримиз әркин
2010.11.05
2010.11.05
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, германийиниң ослодики әлчиханисиниң муавин мәсули җейн федирик "бизниң мәйданимиз ениқ, биз һәр йили қатнишип келиватқандәк бу йилму қатнишимиз" дегән.
Җейн федирикниң әскәртишичә, улар ослодики башқа явропа әллири әлчиханилири билән хитайниң мурасимға қатнашмаслиқни тәләп қилип язған хети үстидә пикир алмаштурған. Ослодики әнглийә ташқи ишлар министирлиқи вәкили хитайниң хетигә инкас қайтуруп, "хитай бу мәсилини бизниң алдимизға қойди. Лекин, норвегийидә турушлуқ әнглийә әлчисиниң нобил тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнишиши нормал әһвал. Баш әлчи бу йилму мурасимға қатнишиши мумкин" дәп тәкитлигән.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң ослодики исмини ашкарилашни халимайдиған башқа бир явропа дипломатик әмәлдариниң сөзини нәқил кәлтүрүп әскәртишичә, нурғун явропа әллири бу йилму адәттикидәк нормал хизмәт қаидисини қилип, 10 - декабирдики мурасимға қатнишивериши мумкин.
Хитай һөкүмәт әмәлдарлири йеқиндин бери осло вә бейҗиңдики явропа әллири дипломатлири билән учришип вә уларға хәт йезип, лю шавбоға нобел тинчлиқ мукапати бериш мурасимиға қатнашмаслиқни тәләп қилған. Лекин нобел комитетиниң катипи лундистад җүмә күни норвегийиниң "афтенпостен" гезитигә баянат берип, "мән шуниңға ишинимәнки, мурасим дәбдәбилик болиду вә мурасимға қатнишиш үчүн (осло) шәһәрлик һөкүмәт залиниң орундуқини талишиш күриши йүз беридиғанлиқини көримиз" дегән.