Б д т кишилик һоқуқ алий комисарияти хитайниң бир язғучини қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини әйиблиди

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссарияти җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң язғучи ли тйени ағдурмичилиқ қилиш билән әйибләп 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқидин чоңқур әндишә қилғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2012.01.20

У хитай даирилирини “өкчиләрни қаттиқ бастуруш” тин ибарәт бу хил еқимға хатимә беришкә чақирди. Йеқинда хитайниң вухән шәһиридики бир сот мәһкимиси һөкүм елан қилип, торда мақалә йезиш арқилиқ кишиләрни өз һоқуқини қоғдашқа чақирған ли тйени “ағдурмичилиқ” билән әйибләп 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссариятиниң баянатчиси роберт колвели әскәртип: еғир қамақ җазасиға һөкүм қилинған кишилик һоқуқ қоғдиғучиси ли тйе, өткән йили 12‏-айдин буян бу хил җазаға тартилған 4‏-киши. Биз өктичиләрни қаттиқ бастуруп, вәһимә пәйда қилиштәк көрүнгән бу хил еқимдин қаттиқ биарам болдуқ, дегән.

Роберт колвели йәнә, хитай даирилирини өзлириниң асаси кишилик һоқуқини қоллиниш арқилиқ тинч йоллар билән ипадә әркинликини қолланған кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини җазалашни тохташни тәләп қилған.

Колвелиниң илгири сүрүшичә, кишилик һоқуқ алий комиссари нави пиллай хитай даирилиригә ли тйениң мәсилисини оттуриға қойған вә өзиниң ипадә әркинликини қоллинип тутқун қилинған һәрқандақ кишини дәрһал вә шәртсиз қоюп беришкә чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.